русийә 7 – г гуруһи вә йавропа иттипақини әйиблиди

русийә 7 – г гуруһи әллири вә йавропа иттипақини ички ишлириға арилишиш билән әйиблиди.

1572713
русийә 7 – г гуруһи вә йавропа иттипақини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, америка қошма иштатлири, канада, фирансийә, италийә, әнглийә вә йапонийәдин тәшкил тапқан 7 – г гуруһи әллири билән йавропа иттипақи алий вәкилиниң, рус өктичи алексей навалнийниң қолға елинишини әйибләп елан қилған ортақ байанатиға наразилиқ билдүрүлди.

русийәниң хәлқара қанунни дәпсәндә қилғанлиқиға алақидар әйибләшләрниң «асассиз» икәнлики әскәртилгән байанатта, «бу байанатни ички ишлиримизға қопаллиқ билән арилишиш вә дүшмәнләрчә ташланған бир қәдәм дәп қараймиз»  дейилди.

7 – г гуруһи әллириниң хәлқара сәһнидики ролини йоқатқанлиқи илгири сүрүлгән байанатта, мундақ дейилди: «7 – г гуруһи әллири билән йавропа иттипақини хәлқаралиқ қанун – бәлгилимиләр вә пиринсипларға риайә қилишқа, һәқиқәтни бурмилаш вә башқа уруш тактикилирини ишлитиштин ваз кечишкә, өз пуқралириниң қийинчилиқлирини һәл қилишқа бәкрәк әһмийәт беришкә чақиримиз.»

7 – г гуруһи әллири билән йавропа иттипақи алий вәкили, сәйшәнбә күни, рус  өктичи алексей навалнийниң қолға елинишини әйибләп ортақ байанат елан қилған вә москва һөкүмитини навалнийни дәрһал қойуп беришкә чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر