сүрийәдә мәйданға кәлгән йәр тәврәш түркийәдиму һес қилинди

сүрийәниң һасәки шәһиридә мәйданға кәлгән 5.2 бал чоңлуқтики йәр тәврәш түркийәдиму һес қилинди.

1571445
сүрийәдә мәйданға кәлгән йәр тәврәш түркийәдиму һес қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң мәлуматлириға қариғанда, әнқәрә вақти саәт 14.17 дә, сүрийәниң һасәки шәһиридә 5.2 бал чоңлуқта вә 11 километир чоңқурлуқта йәр тәврәш мәйданға кәлгән болуп, апәт түркийәниң шәрқий җәнубий анадолу районидики вилайәтләрдиму һес қилинған, болупму мардин чеграсида йашаватқанлар йәр тәврәшни һес қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر