америкада бир өйдин бәш кишиниң җәсити тепилди

американиң индианаполис шәһиридики бир өйдә бир һамилә айални қошқанда, җәмий бәш кишиниң җәсити тепилди.

1570509
америкада бир өйдин бәш кишиниң җәсити тепилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсуллар түнүгүн шу йәрниң вақти  саәт 4:00 әтрапида, кәлгән иситихбаратқа бинаән районға барған сақчи әтрәтлириниң индианполистики бир өйдин 5 кишиниң җәситини тапқанлиқини елан қилди.

мәзкур өйдә бир һамилә айални қошқанда, җәмий бәш кишиниң җәсити тепилғанлиқи уқтурулди.

һамилдар айалниң дохтурханиға елип берилғанлиқи, бирақ қорсиқидики бовақни болсиму қутқузуш мумкин болмиғанлиқи һәмбәһирләнди.

сақчиларниң доклатида йән, бу кишиләрниң қорал билән йариланғанлиқиниң өлүмгә сәвәб болғанлиқи қәйт қилинди.

вәқә һәққидә тәкшүрүш башланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر