русийә американи «ички ишлиримизға арилашти» дәп әйиблиди

русийә американи «түрмидики русийәлик өктичи алексей навалнийниң қойуп берилиши үчүн өткүзүлгән намайишларни қоллайдиған йазмиларни елан қилиш арқилиқ русийәниң ички ишлириға арилашти» дәп әйиблиди.

1569839
русийә американи «ички ишлиримизға арилашти» дәп әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, американиң москвада турушлуқ баш әлчиханисиниң түрмидики русийә өктичиси алексей навалнийниң қойуп берилиши үчүн өткүзүлгән намайишларни қоллаш мәқситидә иҗтимаий алақә торида учур тақатқанлиқини билдүрүлди.

байанатта, американиң бу хил учур һәмбәһирлишиш арқилиқ дипломатик қаидиләргә хилаплиқ қилғанлиқи әскәртилип, «американиң москвадики баш әлчиханиси русийәниң ички ишлириға арилашмақта» дегән ибариләр ишлитилди.

байанатта йәнә, «америка һөкүмити алди билән иҗтимаий адаләтсизлик вә баравәрсизлик кәлтүрүп чиқарған бөлүништин ибарәт өзиниң мәсилиси билән болиши керәк. әхлақ мизаниға сәл қарайдиған америка дипломатийәсиниң радикал унсурларни күшкүртүш тиришчанлиқи мәғлубийәткә мәһкумдур вә икки дөләт мунасивитигә сәлибий ақивәтләрни елип келиду» дейилди.

американиң москвада турушлуқ баш әлчиханиси түнүгүн иҗтимаий алақә торида русийәдә өткүзүлидиған намайишларниң вақти вә орнини һәмбәһирлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر