америкада җумһурийәтчиләр байдинға қарши һәрикәткә өтти

америка авам палатасиниң җумһурийәтчи әзаси марҗори грин (Marjorie Greene) йеңи пирезидент җо байдинға қарши «һоқуқидин елип ташлаш маддиси» ни конгрәгә сунғанлиқини елан қилди.

1568897
америкада җумһурийәтчиләр байдинға қарши һәрикәткә өтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасиниң җумһурийәтчи әзаси марҗори грин йеңи пирезидент җо байдинға қарши «һоқуқидин елип ташлаш маддиси» ни конгрәгә сунғанлиқини елан қилди.

у твиттерда  һәмбәһирлигән видеода, «байдинни «һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш» билән әйиблигәнликини билдүрүп, байдинниң оғли хантер байдин (Hunter Biden) ниң украинада қилған ишлирини тилға алди.

демократлар көп санлиқни игиләйдиған авам палатасида җумһурийәтчи әзаниң илтимасиниң қобул қилиниши күтүлмисиму, әмма «символлуқ» мәнидә байдинға қарши хизмити башлинипла «һоқуқидин елип ташлаш маддиси» ниң сунулуши, җәмийәттә зор диққәт қозғиди.

йәнә бир тәрәптин, авам палатасиниң башлиқи нәнсий пелоси ханим сабиқ пирезидент доналд трампқа қарши қобул қилинған «һоқуқидин елип ташлаш маддиси» ниң кеңәш палатасиға әвәтилидиғанлиқини җакарлиди. әмма, қачан әвәтилидиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрмиди.

америка кеңәш палатасидики җумһурийәтчиләрниң рәһбири мич микконнел (Mitch McConnell) сабиқ пирезидент трампқа мунасивәтлик кеңәш палатасидики беләт ташлаш ишлирини феврал (2021) ейиниң оттурилириға кечиктүрүшни тәклип қилди.

у кеңәш палатасидики җумһурийәтчи әзалар билән қилған телефон сөһбитидә, трампни сотлашқа тәййарлиқ қилиш үчүн вақитқа еһтийаҗлиқ икәнликини тәкитлиди.

авам палатаси американиң 45-нөвәтлик пирезиденти трампни 6-йанвар йүз бәргән конгрә бинасиға бесип кириш вәқәсигә бағлап «исйан қилишқа қутратқулуқ қилиш» билән әйиблигән «һоқуқидин елип ташлаш маддиси» ни қобул қилған иди.

сабиқ пирезидент трамп әйибләшләрни рәт қилип, исйан қилишқа қутратқулуқ қилмиғанлиқини вә өзиниң зораванлиққа қарши икәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر