испанийәдә бир бинада партлаш йүз бәрди

испанийә пайтәхти мадридта бир бинада газ сизиш сәвәбидин йүз бәргән партлашта үч киши җенидин айрилди, бир киши йоқап кәтти.

1568095
испанийәдә бир бинада партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә пайтәхти мадридта бир бинада газ сизиш сәвәбидин йүз бәргән партлашта үч киши җенидин айрилди, бир киши йоқап кәтти. еғир йариланған бир киши болуп, җәмий 10 киши йариланди.

йәрлик мәсуллар, пажани вә пуқраларни қоғдаш хадимлири һәмдә вәқәни көргүчиләрниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, партлаш бинада елип берилған тәбиий газ тәкшүрүш вә контрол қилиш давамида йүз бәргән.

партлаш йүз бәргән бина ла палома (La Paloma) черкавиниң болуп, дин адәмлириниң йиғилиш җайи вә туридиған җайи икән.

мадрид валийси франко пардо алтә қәвәтлик бинани зор бузғунчилиққа учратқан партлашта, 85 йашлиқ бир айал билән икки әр кишиниң җенидин айрилғанлиқини, тәбиий газ тәкшүрүш хадиминиң болса, йоқап кәткәнликини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر