җо байдин ақсарайдики биринчи күнидә 17 қарарнамә имзалиди

американиң йеңи пирезиденти җо байдин йәр шариниң иссип кетишини инкар қилған сабиқ пирезидент доналд трамп чекингән париж килимат келишимигә вә дунйа сәһийә тәшкилатиға қайтидин қетилишқа қаритилған қарарнамиләрни имзалиди.

1568127
җо байдин ақсарайдики биринчи күнидә 17 қарарнамә имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: америкада қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимида, пирезидентлиқ һоқуқини өткүзүвалған җо байдин, федератсийә биналири вә туралғулирида вухән вируси (Kovid-19 )  сәвәбидин маска тақашни мәҗбурий қилған қарарнамини имзалиди.

у йәр шариниң иссип кетишини инкар қилған сабиқ пирезидент доналд трамп чекингән париж килимат келишимигә вә дунйа сәһийә тәшкилатиға қайтидин қетилишқа қаритилған қарарнамиләрни имзалиди.

у трампниң бәзи мусулман дөләтләргә қаратқан виза чәклимилирини әмәлдин қалдурди. мексика чеграсиға селинған там үчүн тәсис қилинған фондларни тохтитиш қарарнамисини имзалиди.

у овал (Oval) ишханисида мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, доналд трампниң өзигә «мәртләрчә» бир мәктуп қалдурғанлиқини, әмма мәктупниң мәзмунини ортақлашмайдиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر