пайтәхт вашингтон гойа һәрбий базиға айлинип қалди

американиң пайтәхти вашингтон (гойа уруш һалитигә өткәндәк) тәййар вәзийәттә турмақта.

1565101
пайтәхт вашингтон гойа һәрбий базиға айлинип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: президентлиққа сайланған җо байден 20 - йанвар қәсәм беридиған болуп, қәсәм бериш мурасимидин илгири тәдбирләр әң йуқури сәвийәгә чиқирилди.

вашингитонда қәсәм бериш мурасиминиң йеқинлишишиға әгишип, тәдбирләрму қәдәмму қәдәм йолға қойулмақта. дәсләптә ақсарай вә дөләт мәҗлиси бинасиға тутишидиған барлиқ йоллар тақиветилди. андин һалқилиқ нуқтилар тосақлар билән қоршавға елинди.

қәсәм бериш мурасиминиң бихәтәрлики тәдбирлири даирисидә миңлиған дөләт муһапизәтчилири, федератсийә тәкшүриш идариси хадимлири вә сақчилар кочиларни толдурди.

дәсләптә ақсарай вә дөләт мәҗлиси бинасиға тутишидиған барлиқ йоллар тақиветилди. андин һалқилиқ нуқтилар тосақлар билән қоршавға елинди.

бәзи биналарға кириш-чиқиш мәни қилиниди. ақсарай вә америка муавин президенти майк пенсниң ишханиси җайлашқан езинхавер бинасиғиму кириш-чиқиш чәкләнди.

сақчилар дөләт мәҗлиси бинаси әтрапида бир кишини назарәткә алди. униң аптомобилини тәкшүргәндә «Glock » маркилиқ тапанча вә 509 пай оқ тепилди. җинайәт гумандари руйхәткә елинмиған қорал вә  оқ-дора елип йүрүш қатарлиқ бир қанчә хил җинайәтләр билән қолға елинди.

сақчилар шәһәрниң кириш-чиқиш еғизлириғиму тосақларни қурди. шәһәрдики 13 метро бекити байден қәсәм беридиған 20-йанварға бир күн қалғичә хизмәттин тохтитилғанлиқи уқтурулди.

дукан игилири болса, илгири қолланған йағач тахтайлар билән қоғдаш усулини қайта ишләтти. бирәр вәқә чиқип қилиш еһтималиға қарши дукан көзнәклирини тақашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر