малида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди
малиниң буркина фасо чеграсида өткән һәптә 15 террорчи өлтүрүлди.
1564847

түркийә авази радийоси хәвири: мали таратқулириниң хәвәр қилишичә, фирансийә қисимлири тәрипидин боликесси районида, 9 – йанвар күни, террорлуқ тәшкилати әлқаидәгә қарашлиқ бир гуруппиға қарши елип берилған һәрбий һәрикәт давамида, 15 террорчи өлтүрүлгән, көп санда оқ - дора қолға чүшүрүлгән.
малида, фирансийә қисимлириниң бархан һәрикити даирисидә, алдинқи йили декабирниң ахирлиридин бу йил йанварниң башлириғичә 5 әскәр қаза қилғаниди.
2013-йилдин башлап нигер, чад, мавританийә, буркина фасо вә малида давамлишиватқан вә 5 миң 100 әскәр қатнашқан бархан һәрикити давамида, җәмий 50 әскәр һайатидин айрилғаниди.