трамп айиғи чиқмас урушларға хатимә бериш вәдисидә давамлиқ чиң туридиғанлиқини билдүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп айиғи чиқмас урушларға хатимә беридиғанлиқи тоғрисидики давамлиқ чиң туридиғанлиқини әскәртти.

1564090
трамп айиғи чиқмас урушларға хатимә бериш вәдисидә давамлиқ чиң туридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент доналд трамп ақсарай арқилиқ байанат елан қилип: «афғанистандики америка әскәрлириниң сани йеқинқи 19 йилниң әң төвән сәвийәсидә. шундақла ирақ вә сүрийәдики әскәр саниму әң төвән чәккә чүшүрүлди. һәрдаим айиғи чиқмас урушларға хатимә бериш вәдәмдә чиң туримән» деди.

вәзипә өтигән җәрйанда формилиқ әскәрләргә йардәмчи болуштин иптихарлинип кәлгәнликини тәкитлигән трамп, бүгүнгә қәдәр һәрбий саһәгә икки йерим тирилйон доллар хираҗәт қилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر