авам палатаси трампни вәзиписидин қалдуруш лайиһәсини қобул қилди

америка авам палатасида өткүзүлгән беләт ташлашта, пирезидент доналд трамп «исйанға қутратқулуқ қилиш» билән әйибләнгән вәзиписидин қалдуруш маддиси қобул қилинди.

1563404
авам палатаси трампни вәзиписидин қалдуруш лайиһәсини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти вәзиписидин қалдуруш тәләп қилинған қанун лайиһәсидә, пирезидент трамп 2021-йили 6-йанвардики конгрәгә бесип кириш вәқәсидин бурун елан қилған байанатлири сәвәбидин шу күни йүз бәргән зораванлиққа мәсул дәп қаралди.

авам палатаси омумий кеңишидә өткүзүлгән беләт ташлашта, трамп «исйанға қутқуратқулуқ қилиш» билән әйибләнгән вәзиписидин қалдуруш маддиси 197 гә қарши 232 аваз билән қобул қилинди. шуниң билән, американиң 45-нөвәтлик пирезиденти доналд трамп, америка тарихида «вәзиписидин қалдуруш тәлипи билән икки қетим әйибләнгән тунҗи пирезидент» болуп қалди.  вәзиписидин қалдуруш маддисини 10 җумһурийәтчи вәкилниңму қоллап аваз бериши диққәт қозғиди.

вәзиписидин қалдуруш мусаписиниң сотлаш басқучи вә трампниң җинайәтчи йаки әмәсликигә қарар қилидиған кеңәш палатасиниң қачан беләт ташлайдиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс. кеңәш палатасида көп санлиқни игиләйдиған җумһурийәтчиләрниң рәһбири митч микконнел (Mitch McConnell) байанатида, трамп сотлинидиған йиғинниң 20-йанвар (2021) дин бурун өткүзүлмәйдиғанлиқини билдүрди. шуниң билән, трампниң кеңәш палатасида сотлинишиниң җо байдин дәвригә қалғанлиқи җәзмләшкән болди.

кеңәш палатасиниң трампни җинайәтчи дәп бекитиши үчүн 100 җумһурийәтчиниң әң аз дегәндә үчтин иккиси, йәни әң аз дегәндә 67 әза қоллап беләт ташлиши керәк.

америка пирезиденти трамп украина пирезиденти владимир зеленский (Vladimir Zelenskiy) билән телефонда көрүшкәндә қилған сөзлири сәвәбидин 2019-йили декабир ейида авам палатасида әйибләнгән болуп, 2020-йили феврал ейида кеңәш палатасида ақланған иди.

авам палатасидики демократлар муавин пирезидент майк пенсқа асасий қанунниң 25-маддисини һәрикәткә кәлтүрүп трампни вәзиписидин қалдурушни чақириқ қилған лайиһәму түнүгүн (2021-йили 13-йанвар) кечә қобул қилинған иди.

муавин пирезидент майк пенс болса, мәзкур маддини һәрикәткә кәлтүрүш нийитиниң йоқлуқини ениқ ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر