федератсийә тәкшүрүш идарисиниң мәхпий доклати ашкариланди
җо байдин вәзипә тапшурувалидиған 20-йанвармурасими йеқинлишиватқан бир вақитта,федератсийә тәкшүрүш идарисиниң 50 иштатниң мәркәзлиридики конгрә биналирида қораллиқ намайишларниң йүзберидиғанлиқи тоғрисида доклат тарқатқанлиқи ашкариланди.
түркийә авази радийоси хәвири: а б с нийус (ABC News) телевизийәси қолға чүшүргән доклатқа асасән бир хәвәр елан қилди.
хәвәрдә билдүрүлүшичә, федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң доклатида мундақ дейилгән: «10-йанвардин башлап қолимизға чүшүргән мәлуматларға асасланғинимизда, 20-16-йанвар күнлиридә 50 иштатниң конгрәсидә қораллиқ намайишлар пилан қилинған. охшаш шәкилдә 20-17- йанвар күнлиридә пайтәхт вашингтондики конгрә бинасидиму қораллиқ намайишлар болиду.»
өткән һәптә америка конгрә бинасиға бесип кириш вәқәси йүз бәргәндин кейин, пайтәхт вашингтонда 20-йанвар өткүзүлидиған қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасими үчүн бихәтәрлик тәдбирлири қаттиқ күчәйтилди.
вашингтон шәһәр башлиқи мийурийел бовзер (Muriel Bowser) 20- йанвар йүз бериш еһтимали болған зораванлиқларға има қилип: «хәлққә байдинниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимини интернет вә телевизордин көрүшини тәвсийә қилимиз» деди.
6-йанвар (2021)америка конгрәсиниң сайлиғучилар кеңиши байдинниң пирезидентлиққа сайланғанлиқини тәстиқлаш үчүн топланғанда, пирезидент трамп тәрәпдарлири ақсарай алдида йиғилиш өткүзгән вә арқидин онмиңларчә намайишчи конгрәгә қарап йүрүгән иди. йүзлигән намайишчи сақчиларниң тосқунлуқлириға қаримай конгрә бинасиға бесип киргән иди. тәхминән төт саәт давамлашқан вәқәләрдин кейин, хәвпсизлик тармақлири вәзийәтни тинчитқан болуп, вәқәләрдә бәш киши җенидин айрилған вә нурғун киши йариланған иди.