трамп хитай ширкәтлирини җазалаш буйруқини қайтурувалди

нийу йорк аксийә базири үч хитай ширкитиниң пайчәклирини чиқириветиш қарариниң қайтурувелинғанлиқини билдүрди.

1557683
трамп хитай ширкәтлирини җазалаш буйруқини қайтурувалди

түркийә авази радийоси хәвири: нийу йорк аксийә базири байанат елан қилип, үч хитай ширкитиниң пайчәклирини чиқириветиш қарарини тохтитишниң, пирезидент трампниң йолйоруқи бойичә болғанлиқини әскәртти.

пирезидент трамп 2020-йили 12-нойабир пәрман җакарлап, америка һөкүмитиниң хитай армийәсигә тәвә болған йаки хитай армийәсиниң контрол қилидиғанлиқи байқалған ширкәтләрниң пайчәклирини, америка аксийә базирида сетишни чәклигән иди.

нийу йорк аксийә базири 2020-йили 31-декабир «хитай телеком», «хитай көчмә хәвәрлишиш» вә «хитай бирләшмә хәвәрлишиш хоңкоң» ширкәтлириниң пайчәклирини сетишниң, «америка пуқралириниң хитай компартийәсиниң һәрбий ширкәтлиригә мәбләғ салмаслиқи мәқситидә 11-йанварғичә тохтитилидиғанлиқи» ни елан қилған иди.

хитай сода министирлиқи американиң қарариға җавабән елан қилған байанатида, телеком ширкәтлириниң хитай армийәси билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқини илгири сүрүп, уларниң аксийә базиридин чиқириветилишиниң наһәқ болғанлиқини тәкитлигән иди.

хитай сода министирлиқи байанатида: «американиң дөләт бихәтәрликини баһанә қилип, хитай ширкәтлиригә ‹компартийә һәрбий ширкәтлири› дәп айримичилиқ қилишини қобул қилмаймиз. хитай ширкәтлириниң қанунлуқ һәқ-һоқуқини вә мәнпәәтини қоғдаш үчүн зөрүр тәдбирләрни алимиз» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر