америка: «USS Nimitz» намлиқ авейаматкимиз оттура шәрқтә турушни давамлаштуриду

америка дөләт мудапиә министирлиқи, иранниң қилғуси һуҗумлиридин сақлиниш үчүн райондин чекиндүридиғанлиқини җакарлиған «USS Nimitz» авийаматкисини оттура шәрқтә турғузушни давамлаштурушни қарар қилди.

1556690
америка: «USS Nimitz» намлиқ авейаматкимиз оттура шәрқтә турушни давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири кристофир миллер йазма байанат елан қилип, авийаматкиниң бурунқи вәзипә өтәш орнида турғузушниң қарар қилинғанлиқиға ишарәт қилип, «мән иран рәһбәрлири пирезидент доналд трамп вә башқа америка әмәлдарлириға тәһдит салған болғачқа, USS Nimitz авийаматкисиниң нормал вәзипә өтәш орнини алмаштурушни тохтитиш тоғрисида буйруқ чүшүрдүм. USS Nimitz америка мәркизи қисимлар қоманданлиқи районидики вәзиписини давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон, 12- айниң 31- күни байанат елан қилип, райондики «USS Nimitz» авийаматкисини иранниң қилғуси һуҗумлириниң тәсиридин сақлап қелиш үчүн америкаға қайтиши тоғрисида буйруқ чүшүрүлгәнликини билдүргәниди.

америка иран инқилаб муһапизәтчилири армийәси қуддус қисимлири қомандани генерал қасим суләйманиниң вапат болған хатирә күнидә иранниң райондики америка қисимлириға һуҗум қилиши еһтималлиқини нәзәрдә тутуп хелидин буйан чарә – тәдбирләрни йолға қойуп келивататти.

америка 2020- йили 1-айниң 3- күни бағдад айродурумиға әмдила йетип кәлгән һаман һавадин һуҗум қилип қасим суләйманини өлтүргән, вәқәдин кейин иран ирақтики америка әскәрлири газармисиға башқурулидиған бомба қойуп бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر