алибабаниң қурғучиси майүн йоқап кәткән

хитай интернет ширкити алибабаниң қурғучиси, карханичи майүн өктәбир (2020) ейида базарни башқуридиған идарә-органларни вә дөләт банкалирини тәнқидләп сөз қилғандин кейин, сирлиқ шәкилдә йоқап кәткән.

1557283
алибабаниң қурғучиси майүн йоқап кәткән

түркийә авази радийоси хәвири: алибаба ширкитиниң қурғучилиридин майүнниң базарни башқуридиған идарә-органларни вә дөләт банкалирини тәнқидләп сөз қилғандин кейин, сирлиқ шәкилдә йоқап кәткәнлики илгири сүрүлди.

пул-муамилә вақти гезити (Financial Times) ниң хәвиридә билдүрүлишичә, майүн «африқаниң сода қәһримани» (Africa'sBusiness Hereos) намлиқ телевизийә пирограммисиниң сүрәткә елиш ишлириға қатнашқанлиқи үчүн, пирограмминиң тарқитилмайдиғанлиқи уқтурулған.

билинишичә, майүн мәзкур пирограмма һәйиитниң әзаси болуп, у пирограмминиң тонитиш видеосидин чиқириветилгән. униң орниға пирограмма һәйитиниң әзалиқини алибаба ширкитиниң мәсуллиридин бири болған луси пеңниң үстигә алидиғанлиқи билдүрүлди.

алибаба ширкитиниң бу һәқтики байанатида: «ма әпәнди пирограмминиң маслашмаслиқи сәвәбидин һәйәт әзалири арисида болмайду» дейилди.

2020-йили нойабир ейида пирограммини сүрәткә елишқа қатнашқан милйардер карханичи майүн, шуниңдин тартип оттурилиқта көрүнмиди.

майүн хитайдики базар башқуруш идарә-органлирини вә дөләт банкалирини «заманниң кәйнидә қелиш» билән әйиблгән иди.

бейҗиң һөкүмити майүнниң тәнқидидин кейин, ширкәтниң хоңкоң вә шаңхәй аксийә базарлиридики пайчәклириниң сетилишини бирла вақитта тохтитип, ширкәтни тәкшүрүшни башлиған.

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң директори кеннес рос (Kenneth Roth) твиттерда байанат елан қилди.

у: «алибабаниң қурғучиси майүн хитайниң пул-муамилә системисини тәнқидләп сөз қилғандин кейинки икки айдин гуманлиқ шәкилдә йоқап кетиши, қанчилик капаләт берилишидин қәтийнәзәр, хитай технологийә ширкәтлириниң әң ахирида хитай компартийәсиниң контроллуқида икәнликини көрситип бериду» деди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر