б д т: 2021 – йилини «шипа йили» ға айландурайли

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш йеңи йил мунасивити билән елан қилған байанатида, 2021 – йилини «шипа йили» ға айландуруш тоғрулуқ чақириқта болди.

1553778
б д т: 2021 – йилини «шипа йили» ға айландурайли

түркийә авази радийоси хәвири: дунйада һәммә кишиниң күндилик һайатини астин – үстүн қиливәткән «вухән вируси» йуқуми кәлтүрүп чиқириватқан йоқсуллуқ, тәңсизлик, ачарчилиқ вә зораванлиққа қарши инсанларниң бир - биригә йардәм қолини сунуватқанлиқини әскәрткән гутереш, бирлик вә баравәрлик һәм һәмкарлиқни чиқиш нуқта қилғандила, андин үмид учқунлириниң дунйаниң һәрқайси җайлириға йетип баралайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәммимиз бирликтә тәбиәт билән йаришип, килимат киризисигә қарши күрәш қилайли, <вухән вируси> йуқумини йеңип, 2021 – йилиин <шипа йили> ға айландурайли, хәвплик бир вирустин қутулайли, вәйран болған иқтисадий әһвалимизни йахшилап, җәмийәтлиримизни қайтидин әслигә кәлтүрәйли, парчилинишқа хатимә берип, йәр шарини гүлләндүрүшкә башлайли.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر