коломбийәдики роджестиво байримини тәбрикләш паалийәтлири җәрйанида сәккиз адәм өлди

коломбийәниң пайтәхти боготадики рождества байримини тәбрикләш паалийәтлири җәрйанида 8 адәм қатиллиқ җинайәтлириниң қурбани болди.

1552354
коломбийәдики роджестиво байримини тәбрикләш паалийәтлири җәрйанида сәккиз адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: «El Tiempo» гезитиниң хәвәр қилишичә, боготадики рождества байримини тәбрикләш паалийәтлири әснасида шәһәрниң һәрқайси җайлирида 8 киши өлтүрүлгән.

алақидар хадимларниң ейтишичә, қатиллиқ нисбити бултурқи рождества байримиға селиштурғанда %76 төвәнлигән.

буниңдин башқа, боготада вухән вируси (ковид – 19)ни тизгинләш тәдбирлири даирисидә кочиға чиқиш чәклимисигә хилаплиқ қилған 1202 кишигә җәриманә қойулғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر