мисир ихвани исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш пиланини рәт қилди

мисирдики мусулман қериндашлар тәшкилати (ихван) исраилийә билән һәрқандақ шәкилдики мунасивәтләрни нормаллаштуруш пиланини рәт қилидиғанлиқлирини билдүрди.

1551702
мисир ихвани исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш пиланини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мусулман қериндашлар тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «исми қандақ болса болсун, исраилийә билән һәрқандақ шәкилдики мунасивәтләрни нормаллаштуруш пилани вә йолини рәт қилимиз. кимниң қандақ пилан түзүши вә кимниң бу пиланға дахил болушидин  қәтийнәзәр, бу позитсийәмиз қилчә өзгәрмәйду.»

бу пиланниң исраилийәниң қанунлишиши вә пәләстинликләрниң һәқ – һоқуқлириниң тартивелинишиға сәвәб  болуватқанлиқи әскәртилгән байанатта, мусулман қериндашлар тәшкилатиниң онларчә йилдин буйан  бу һәқтә қанчә онлиған рәсмий байанатларни елан қилғанлиқи вә нөвәттә буни қайтидин очуқ – ашкара һалда пүткүл җаһанға җакарлиғанлиқи билдүрүлгән байанатта, мусулман қериндашлар тәшкилатиниң пәләстин хәлқиниң һәққаний давасини қоллаш, пайтәхти қуддус болған мустәқил дөлитини қуруш вә земинлирини азад қилиш күришигә йардәм беришни изчил давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнди.

әрәб бирләшмә хәлипилики билән бәһрәйн, 15 – сентәбир күни ақсарайда өткүзүлгән мурасимда, исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишимини имзалиғаниди.

бу икки дөләт, 1979 – йили мисирдин, 1994 – йили ийорданийәдин кейин, исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишими түзгән үчинчи вә төтинчи әрәб дөләтлири болғаниди.

кейинчә, судан билән маракәшму, исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш басқучиға дахил болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر