түрк оқуғучи йазған китаб голландийә баш министирини қайил қилди
голландийә баш министири марк рутте әсли түркийәлик университет оқуғучисиниң голландийәдики демократийә тоғрисида йазған китабиға интайин көңүл бөлгәнликини намайан қилип, «китаб һәқиқәтән мени җәлп қилди. көпчиликкә чин көңлүмдин тәвсийә қилимән» дед
түркийә авази радийоси хәвири: баш министир марк рутте «De Blackbox Democratie» «демократийәниң қара қутуси» намлиқ китабниң аптори, 18 йашлиқ адийаманда туғулған дилара билгични ишханисида меһман қилди.
марк рутте дилара билән ишханисида өткүзгән учришишида, бир достиниң тәвсийәси билән йаш түрк қизиниң голландийә үчүн йеңи сийасий системини мәзмун қилған китабини оқуғанлиқини вә толиму қизиқишини қозғиғанлиқини ейтти.
дилара билгич 16 йешидин тартип йезишқа башлиған бу китабиға баш министирниң алаһидә көңүл бөлүп өзини ишханисиға тәклип қилғанлиқидин пәхирләнгнликини билдүрди.
дилара билгич баш министирниң катипи тәрипидин ишханиға тәклип қилинғанлиқини вә тәклипни қобул қилғанлиқини тилға елип, 112 бәтлик китабниң алдинқи 80 бетидә голландийәниң сийаси системисини тәһлил қилғанлиқини ейтти.
дилара билгич: «мән китабниң ахирқи бетидики анализлиримда, голландийәниң сийасий системиси үчүн башқа һәл қилиш чарилирини оттуриға қойдум. иҗтимаий мәсилиләр вә демократийә чегишлириға қарита һәл қилиш чариси тепишқа тириштим. мениң қилмақчи болғиним пәқәтла бир тәпәккүр синиқи иди» деди.