дунйа сәһийә тәшкилати хитайға тәкшүрүш һәйити әвәтиду

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (Kovid-19) әң дәсләптә қәйәрдә вә қандақларчә һайванлардин адәмләргә йуққанлиқини тәкшүрүш үчүн хитайға һәйәт әвәтиду.

1547301
дунйа сәһийә тәшкилати хитайға тәкшүрүш һәйити әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: хитайға әвәтилидиған һәйәт әзалиридин бири вә германийәниң роберт коч иниститутиниң мутәхәсислиридин бири фабийан линдерз (Fabian Leendertz) байанат елан қилип, һәйәтниң хитайға әвәтилишидики мәқсәтниң, кәлгүсидә йүз бериш еһтимали болған вабаларға әң йахши тәййарлиқ қилиш үчүн мәлумат топлаш икәнликини билдүрди.

у келәр ай (2021-йили йанвар) әмәлгә ашурулуши пилан қилинған зийарәтниң, хитайниң вухән шәһиридин башлинишини үмид қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у һәйәтниң вухән вирусиға мунасивәтлик биринчи вәқә оттуриға чиқиштин бурун, вирусниң кишиләр ойлаватқан вақиттин илгири тарқалған йаки тарқалмиғанлиқини испатлайдиған тиббий мәлуматниң бар-йоқлуқини тәкшүридиғанлиқини әскәртти.

у зийарәт мәқситиниң, омумән вухәндә қандақ ишларниң йүз бәргәнликини, вирусниң қайси һайвандин йаки йуқтурғучидин адәмгә қачан йуққанлиқини ениқлаш икәнликини билдүрүп, вабаниң тарқилиш сәвәблирини қанчилик йахши билгәндә, келәчәктә буниңға қарши елинидиған тәдбирләрни шунчилик йахши алғили болидиғанлиқини тәкитлиди.

хитайниң вухән шәһиридә 2019-йили декабир ейида оттуриға чиққан вухән вируси 200 дин артуқ дөләт вә районға тарқилип вабаға айланди. дунйада ваба билән йуқумланғанлар 74 милйондин ашқан болса, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанлар 1 милйон 657 миңдин ашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر