йавропа иттипақи рәһбәрлири хамчот вә қутқузуш пилани тоғрисида келишим һасил қилди

йавропа иттипақиға әза дөләтләр рәһбәрлири 1 тирилйон 800 милйард йавролуқ хамчот вә вухән вируси (ковид – 19) кәлтүрүп чиқиридиған иқтисадий ақивәтләргә тақабил туруш үчүн қутқузуш пилани тоғрисида бирдәклик һасил қилди.

1543560
йавропа иттипақи рәһбәрлири хамчот вә қутқузуш пилани тоғрисида келишим һасил қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа кеңиши рәиси чарлиз мишел , белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән йавропа иттипақи рәһбәрлири йиғини әснасида өзиниң иҗтимаий алақә торидики адреси арқилиқ учур һәмбәһриләп, рәһбәрләрниң йавропа иттипақиниң 2021-йилдин 2027-йилғичә болған хамчоти вә йуқум кәлтүрүп чиқиридиған иқтисадий ақивәтләргә тақабил туруш үчүн қутқузуш пилани тоғрисида бирдәклик һасил қилғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди вә сөзини давамлаштуруп, «әмди әмәлийләштүрүшни башлап, иқтисадимизни қайтидин тиклисәк болиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر