иран фаһризадә суйиқәстиниң бәзи җавабкарлириниң қолға чүшүрүлгәнликини уқтурди

иран йадро алими муһсин фаһризадә суйиқәстиниң бәзи җавабкарлириниң қолға чүшүрүлгәнликини уқтурди.

1542190
иран фаһризадә суйиқәстиниң бәзи җавабкарлириниң қолға чүшүрүлгәнликини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран парламенти башлиқиниң хәлқара мунасивәтләргә мәсул алаһидә вәкили һүсәйин әмир абдуллаһийан, йадро алими муһсин фаһризадә суйиқәстиниң бәзи җавабкарлириниң қолға чүшүрүлгәнликини ашкарилиди.

абдуллаһийан иранниң әрәбчә тарқитиш беридиған «әлаләм» қанилиниң зийаритини қобул қилғанда вәқә тоғрисида мәлумат бәрди вә бу һәқтики тәпсилатларниң алақидар органлар тәрипидин елан қилинидиғанлиқини билдүрди.

иран йадро пиланидики муһим шәхсләрниң бири болған муһсин фаһризадә 27 - нойабир теһран өлкисиниң дәмавәнд районидики бир таш йолда кетиватқанда суйиқәсткә учрап қаза қилғаниди.

фәризадә суйиқәсткә учриғандин кейин, иран исраилийәни әйибләп байанатларни елан қилғаниди.

иран президенти һәсән руһани фаһризадәниң өлтүрүлүшиниң исраилийәниң тозиқи икәнликини, бу суйқәстниң җавабиниң мувапиқ пәйттә берилидиғанлиқини ейтқаниди.

исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһу әйибләшләргә җаваб беришни рәт қилип: «соғуқчилиқлар бизни күтүватиду» дегәниди.

һәтта у 2018 - йили 4 – айдики бир сөзидә иранлиқ йадро алими фаһризадәгә ишарәт қилған һалда «бу исимни есиңизларда чиң тутуңлар» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر