йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири бирйусселда топланди

йавропа иттипақи дөләтлириниң ташқи ишлар министирлири 10-11-декабир (2020) күнлири өткүзүлидиған алий рәһбәрләр йиғинидин бурун, түркийә билән болған мунасивәтләрни өз ичигә алған кәң күнтәртип маддилири билән бир йәргә җәм болди.

1541102
йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири бирйусселда топланди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи ишлар министирлири белгийә пайтәхти бирйусселда бир йәргә җәм болди. гирузийәниң сайламлардин кейинки вәзийити, венезуелада өткүзүлидиған парламент сайлими, америкадики пирезидентлиқ сайлимидин кейин, йавропа-америка мунасивәтлириниң қандақ шәкиллинидиғанлиқи тоғрисида өзара пикир алмаштуруш, йавропа иттипақиниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик ембарго механизмлири, хоңкоңда йеңи хәвпсизлик қануниниң пәйда қилған нәтиҗилири, йавропа иттипақиниң истратегийәлик алаһидә орни вә түркийә билән болған өзгиришләр қатарлиқ мәсилиләр, йиғинниң асаслиқ күнтәртиплири болди.

йавропа иттипақи дөләтлириниң 1-өктәбир өткүзгән алий рәһбәрләр йиғинида чиқирилған қарари бойичә, йавропа иттипақи-түркийә мунасивәтлири һәққидә 10-декабир өткүзүлидиған алий рәһбәрләр йиғинида тәпсилий муһакимиләрниң елип берилиши күтүлмәктә.

бүгүнки ташқи ишлар министирлири йиғинида, рәһбәрләрниң музакирәсидә йөнүлүш бәлгиләйдиған рамкини бәлгиләш пилан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر