дунйада йуқумланғанлар 67 милйондин ашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 1 милйон 543 миңдин, йуқумланғанлар сани 67 милйон 512 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 46 милйон 700 миңдин ашти.

1540808
дунйада йуқумланғанлар 67 милйондин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: вабаниң мәркизигә айланған америкада, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 288 миң 962 гә, йуқумланғанлар сани 15 милйон 161 миңға чиқти.

калифорнийә иштатиниң сан җийуген вә җәнубий калифорнийә районлирида вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиши сәвәбидин «өйдә олтур» йолйоруқи елан қилинди. лос анжелис вә сан дийаго шәһәрлиридә 27 милйон кишиниң йолйоруқниң тәсиригә учриғанлиқи билдүрүлди.

әнглийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 61 миң 245 кә, йуқумланғанлар сани 1 милйон 723 миңға чиқти. әмләшкә рухсәт қилинған, германийәлик түрк алим пирофессор доктор уғур шаһин вә айали өзләм түрәҗи қурғучилири болған бийонтек ширкити билән америка дора ширкити файзер (Pfizer) тәтқиқ қилип йасиған ваксинаниң әтә (2020-йили 8-декабир) дин башлап әмләшкә башлинидиғанлиқи қәйт қилинди.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 564 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 60 миң 78 гә чиқти. охшаш вақитта, 18 миң 887 киши йуқумланди. буниң билән җәмий йуқумланғанлар 728 миң 878 гә чиқти.

фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 55 миң 155 кә, йуқумланғанлар 2 милйон 292 миңға чиқти.

испанийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 46 миң 252 гә, йуқумланғанлар 1 милйон 699 миңға чиқти.

асийа қитәсидә вабаниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 140 миң 699 ға чиқти. йеқинқи 24 саәттә 32 миң 981 киши йуқумланди. буниң билән, җәмий йуқумланғанлар сани 9 милйон 680 миңға чиқти.

ғәззәдә вухән вируси сәвәбидин 139 киши җенидин айрилди, 25 миң 121 киши йуқумланди. районда вухән вируси тәкшүрүшлири елип берилидиған бирдинбир җай болған мәркәз тәҗрибиханилири, тәкшүрүш материйаллириниң ахирлишиши сәвәбидин паләч әһвалға чүшүп қалди.

вухән вируси сәвәбидин 3 миң 561 киши җенидин айрилған туниста, вабаға қарши туруш рамкисида йолға қойулған кечә сиртқа чиқишни чәкләш бәлгилимиси 2021-йили март ейиниң ахириғичә узартилди.

вухән вируси сәвәбидин 4миң 634 киши җенидин айрилған хитайда, йеқинқи 24 саәттә 15кишиниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди. бу вақит ичидә вухән вирусиға мунасивәтлик һечқандақ өлүм вәқәси көрүлмиди. җәмий йуқумланғанлар сани 86 миң 634 кә чиқти.

һиндонезийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 17 миң 740 қа чиқти. пирезидент җоко видодо (Joko Widodo) хитай дора ширкити синовак бийотек (Sinovac Biotech) йасиған «корона вак» (CoronaVac) намлиқ 1.2 милйон шишә ваксинаниң йетип кәлгәнликини билдүрди.

у келәр ай (2020-йили йанвар) ниң бешиғичә 1.8 милйон шишә ваксина сетивелишниң пилан қилинғанлиқини әскәртти, әмма қачан ваксина әмләш ишлириниң башлинидиғанлиқи тоғрисида ениқ мәлумат бәрмиди.

африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 306 киши көпийип 53 миң 961 гә чиқти. қитә миқйасида йеқинқи 24 саәттә 13 миң 422 киши йуқумланди вә җәмий сан 2 милйон 276 миңға чиқти. җәнубий африқада вухән вируси сәвәбидин 22 миң 206, мисирда 6 миң 771 вә маракәштә 6 миң 245 киши җенидин айрилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر