файзер вә бийонтекниң ваксиналири әнглийәгә әвәтилди

америка дора ширкити файзер (Pfizer) вә германийәлик түрк алим уғур шаһин билән өзләм түрәҗи қурғучилири болған бийонтек (BioNTech) ширкитиниң бирликтә вухән вируси(Kovid-19) ға қарши йасиған ваксинани әнглийәгә әвәтиш башланди.

1538892
файзер вә бийонтекниң ваксиналири әнглийәгә әвәтилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә файзер билән бийонтекниң ваксиналириға йешил чирағ йаққандин кейин, миңларчә шишә ваксина бесилған йүк аптомобиллири белгийәниң пийурс (Puurs) шәһиридики файзер мәркизидин йолға чиқти.

әнглийә баш вәзири борис җонсон: «әнглийә тарихидики әң чоң коллектип ваксина әмләш пирограммиси башлиниш алдида» деди.

у һайатниң баһарда нормаллишидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

хәлқаралиқ агентлиқлар ваксина тошулуватқан фотографларни тарқатти. әнглийә 40 милйон шишә ваксина закас қилған болуп, 10 милйон шишә ваксинаниң йил ахириғичә тәййар болушини үмид қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر