боко һарамниң лагери бомбардиман қилинди

ғәрбий африқаға җайлашқан нигерийәниң шәрқий шималида террорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип берилған һәрбий һәрикәттә, тәшкилатниң лагери бомбардиман қилинип, нурғун террорист өлтүрүлди.

1538682
боко һарамниң лагери бомбардиман қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси җон енше (JohnEnenche) байанат елан қилип, боко һарамниң һәптә ахири борно иштатиниң забармани районида пәйда қилған қораллиқ һуҗумидин кейин, дөләт армийәсиниң самбиса орманлиқида террористларға қарши һава һуҗуми қозғиғанлиқини билдүрди.

у террорлуқ тәшкилати боко һарамниң панаһлиниш җайлири вә лагериниң бомбардиман қилинип вәйран қилинғанлиқини вә нурғун террористниң өлтүрүлгәнликини билдүрди.

боко һарам террорлуқ тәшкилати шәнбә (2020-йили28-нойабир) борно иштатиға қарашлиқ забармани райониға һуҗум қилип, 79 кишини өлтүргән вә нурғун айалларни елип қачқан иди.

нигерийәдә 2000-йилларниң бешидин тартип һәрикәт қилип кәлгән боко һарам террорлуқ тәшкилати, 2009-йиллардин буйан пәйда қилған кәң көләмлик зораванлиқ һәрикәтлиридә 20 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.

нигерийәдә террорлуқ һуҗумлири вә тоқунушлар сәвәбидин йүз миңларчә киши йурт-маканлиридин көчүшкә мәҗбур болди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر