п к к синҗардин чиқип кетишни башлиди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ирақниң мусул вилайитигә қарашлиқ синҗар районидин чекинишкә башлиди.

1537527
п к к синҗардин чиқип кетишни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: п к к әзаси барлиқ террорчиларниң әрбил – бағдад оттурисида (9- өктәбирдә) имзаланған синҗар келишиминиң роһиға асасән қисқа вақит ичидә райондин чиқириветилиши пиланланмақта.

ирақниң мусул вилайитигә қарашлиқ синҗар наһийәси бәш йилдин буйан террорлуқ тәшкилати п к к ниң контроллуқида иди.

п к к ниң райондики мәвҗудийитигә хатимә беришни нишан қилған «синҗар келишими» дин кейинла ирақ һөкүмити, террорлуқ тәшкилатиниң синҗардин чиқип кетиши үчүн бесим ишлитишни күчәйтти.

п к к ниң синҗарда база қилип ишлитиватқан йәттә бинани йеқинқи икки күн ичидә бошатқанлиқи билдүрүлди.

һазирму п к к террорлуқ тәшкилатиниң контроллуқида туруватқан наһийә мәркизидики бир қатар орунларниңму әң кечиккәндиму мушу йилниң ахириғичә бошитилиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر