захарова: түркийә билән қарабағ тоғрисида алақилишп туруватимиз

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси мариа захарова, тағлиқ қарабағниң муқимлиқини капаләтләндүрүш мәсилиси тоғрисида түркийә билән өзара алақиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

1535615
захарова: түркийә билән қарабағ тоғрисида алақилишп туруватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: мариа захарова һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийә билән сийасий, дипломатик саһәләрни өз ичигә нурғун җәһәтләрдики һәмкарлиқларниң, шундақла һәрбий алақиниңму давамлишиватқанлиқини билдүрүп, «әлвәттә буларниң қайси йөнилиштә болидиғанлиқи райондики вәзийәт тоғрисида мунтизм алақилишип туруватқан дөләт башлиқлири тәрипидин бәлгилиниду» деди.

русийә президенти виладимир путин, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйан 10 – нойабирдин башлап тағлиқ қарабағда тоқунушларниң тохтитилиши тоғрисида бир келишим имзалиғаниди.

келишимдә, русийәниң алдинқи сәп вә лачин каридори бойида йиник типлиқ қораллар билән қоралланған 1960 әскәр, 90 биронивик, 380 һәрбий аптомобил вә хусусий аптомобиллириниң болуши көрситилгәниди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири хулуси ақар билән русийә мудапиә министири сергей шойгу 11 – нойабирда тағлиқ қарабағдики уруш тохтитишни назарәт қилидиған түрк – рус бирләшмә көзитиш мәркизи қуруш тоғрисида рамка келишими имзаланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر