лаворв: йавропа иттипақидики нурғун дөләтләр тәкәббурлуқ қилиш адитидин ваз кәчмәйватиду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров йавропа иттипақидики нурғун дөләтләрниң тәкәббурлуқ қилиш адитидин ваз кәчмәйватқанлиқини ейтти.

1535311
лаворв: йавропа иттипақидики нурғун дөләтләр тәкәббурлуқ қилиш адитидин ваз кәчмәйватиду

түркийә авази радийоси хәвири: лаворв, беларусийә вә русийә ташқи ишлар министирлиқлири оттурисида минисктә чақирилған йиғинда, йавропа иттипақини тәнқид қилди, һәмдә дүшмәнләрчә позитсийә тутуши сәвәбидин, йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләрни йахшилашниң қолай әмәсликини тәкитләп мундақ деди: «йавропа иттипақидики нурғун дөләтләр, нопузиниң күчлүк болуши сәвәблик, башқилар һәққидә байанат елан қилғанда, тәкәббурлуқ қилиш адитидин ваз кәчмәйватиду, бу адәт, өзара һөрмәт қилиш, қайтидин баравәрлик асасида дийалог орнитиш имканийәтлиригә чәк қойуватиду.»

беларусийә ташқи ишлар министири виладимир макей билән бирликтә бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән  лаворв, америка қошма иштатлири вә бир қисим йавропа әллириниң башқа дөләтләрниң ички ишлириға давамлиқ арилишидиғанлиқини байан қилип, мундақ деди: «бу дөләтләр аталмиш ​​рәңлик инқилабларниң мәйнәт методлирини давамлиқ ишлитиватиду. биз бу методларниң қандақ ишлитиливатқанлиқини беларусийәдә көрүватимиз.»

беларусийәниң русийәниң иттипақдиши вә истиратегийәлик һәмраһи қериндаш бир дөләт икәнликини әскәрткән лаворв, беларусийәдә муқимлиқ үчүн, һөкүмәтниң тәшәббуси билән елип берилидиған асасий қанун ислаһатиниң муһим бир қәдәм болидиғанлиқини оттуриға қойуш билән бир вақитта, германийәниң йеқиндин буйан, шималий атлантик әһди тәшкилати вә йавропа иттипақи әзаси болмиған дөләтләргә қарши зораванларчә позитсийә тутушта «паравуз» ға айланғанлиқини, ғәрбниң кишилик һоқуқ мәсилисидә қош өлчәм қоллиниватқанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, фирансийә, германийә вә полшадики коча намайишлирида сақчиларниң зораванлиқ қилип, намайишчиларни тарқитишиға һечкимниң бир немә демигәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.

беларусийә ташқи ишлар министири макейму, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишидә, «беларусийә мәсилиси» гә алақидар йеқинқи өзгиришләрниң, адаләтсиз ембарго тәдбирлириниң, йавропа иттипақи тәрипидин вәзийәтниң сийасийлаштурулғанлиқиини ениқ көрситип беридиғанлиқини илгири сүрүш билән бир вақитта, ғәрбниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик мәсилиләрни козерға айландурувалғанлиқини вә қош өчәмлик позитсийә тутуватқанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, йавропа кеңиши билән һәмкарлиқ пирограммилири мәсилисидә беларусийә билән келишим болмаслиқиға қаримай, һәрқандақ бир қарар мақуллиған тәқдирдә, бу тәшкилат билән болған учур – алақини үзидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر