нетанйаһу: айропиланлиримиз сүрийәдики иран күчлири вә сүрийә нуқтилирини бомбардиман қилди
исираилийә баш министири бийамин нетанйаһу исираилийә айропиланлириниң сүрийәдә иран күчлири билән сүрийә армийәсиниң нишанлирини бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министирлиқ ишханиси йазма байанат елан қилип, нетанйаһуниң: «түнүгүн (2020-йили 18-нойабир) һава қисмимиз сүрийәдики иран қуддус күчи билән сүрийә армийәсиниң муһим нуқтилирини бомбардиман қилди. бу, мән йиллардин буйан башчилиқ қиливатқан кәскин сийасәттур» дегәнликини қәйт қилди.
у иранниң сүрийәдә исираилийәгә қарши һәрбий йилтиз тартишиға рухсәт қилалмайдиғанлиқлирини тәкитләп, мундақ деди:
«иранниң сүрийәдә бизгә қарши һәрбий орунлишишиға рухсәт қилмаймиз. бизгә сүрийә земинлиридин һәр қандақ шәкилдә һуҗум қилишиға йол қойалмаймиз. бизгә һуҗум қилишқа урунған йаки бизгә һуҗум қилған ким болушидин қәтийнәзәр, ақивитигә мәсул болиду.»
исираилийә армийәси түнүгүн елан қилған йазма байанатида, исираилийә айропиланлириниң сүрийә армийәси билән қуддус күчиниң қорал-йарағ искилатлири вә һава қоғдиниш системиси қатарлиқ сәккиз һәрбий нуқтини бомбардиман қилғанлиқини билдүргән иди.
сүрийә сана (SANA) агентлиқи һәрбий мәнбәни асас қилип елан қилған хәвиридә, исираилийәниң ишғал астидики голан егизликидин дәмәшиқниң җәнубидики һәрбий нуқтиларни бомбардиман қилғанлиқи билдүрүлгән иди.
исираилийә армийәси сүрийә чеграсиниң исираилийә тәрипидә нурғун патлиғучи маддиларниң барлиқини елан қилған иди.