афғанистанда бир қатар һуҗумлар йүз бәрди

афғанистанниң җәнубиға җайлашқан қәндиһар вилайитидә йүз бәргән ракетамийот һуҗумида төт пуқра җенидин айрилди.

1526079
афғанистанда бир қатар һуҗумлар йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2020-йили 10-нойабир) кәч тәрәптә қәндиһарға қарашлиқ җари районида ракетамийот һуҗуми йүз бәрди. һуҗумда, дәсләпки мәлуматларда билдүрүлишичә, төт пуқра җенидин айрилди.

һуҗумға һазирчә һечқандақ тәшкилат йаки шәхс җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди, бирақ талибанниң қилған болуши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.

түнүгүн пайтәхт кабулда йүз бәргән һуҗумдиму төт хәвпсизлик хадими җенидин айрилди.

«толо нийус» (Tolo News) ниң хәвиридә көрситилишичә, кабул сақчи идариси һуҗум һәққидә байанат елан қилған болуп, бомба һуҗумида икки хәвпсизлик хадими җенидин айрилған, бир хадим йариланған.

түнүгүн кечә кабулниң қалаи вәзир районида қораллиқ һуҗум йүз берип, икки әскәр җенидин айрилди.

бу һуҗумларғиму һечқандақ тәшкилат йаки шәхс җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди.

афғанистан дөләт мудапиә министирлиқи түнүгүн афғанистанниң шәрқигә җайлашқан нангарһар вилайитидики һисарак районида, афғанистан һава армийә армийәсиниң «MI-17» типлиқ тик учариниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә, бир сақчи вә бир адәттики пуқраниң җенидин айрилғанлиқини, икки кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

тик учарниң «техникилиқ кашила» сәвәбидин чүшүп кәткәнлики әскәртилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر