хитай америка-тәйвән иқтисадий йиғиниға қарши чиқти

хитай американи тәйвән билән һәр түрлүк рәсмий учришишларни тохтитишқа чақирди.

1525925
хитай америка-тәйвән иқтисадий йиғиниға қарши чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ваң винбин бейҗиңда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америка билән тәйвән 20-нойабир (2020) да өткүзидиған иқтисадий дийалог йиғиниға қарши икәнликлирини билдүрди.

байанатчи ваң винбин вашингтон һөкүмитиниң тәйвәндики мустәқилчиләргә «хата сигнал» бериштин йирақ туруши вә америка-хитай мунасивәтлири билән тәйвән боғузиниң муқимлиқиға зийан селишни тохтитиши керәкликини әскәртти.

ваң  винбин: «хитайдин бурундин тартип американиң тәйвән билән рәсмий мунасивәт орнитишиға қарши туруп кәлди. американи ‹бир хитай› пиринсипиға бойсунушқа, тәйвән билән һәр түрлүк рәсмий учришишлирини үзүшкә, америка-тәйвән мунасивәтлириниң һазирқи мәвҗут һалини техиму йуқири сәвийәгә чиқириштин ваз кечишкә вә тәйвән мәсилисини диққәт билән муһакимә қилишқа чақиримиз» деди.

тәйвән пирезиденти сәй йиңвен твиттерда байанат елан қилди.

у тунҗи болуш алаһидикигә игә йиғин арқилиқ америка билән күчлүк иқтисадий мунасивәтләрни кеңәйтишни халайдиғанлиқлирини әскәртип, йиғинға истратегийәлик һәмкарлиқ үчүн «мусапә теши» дәп баһа бәрди.

бейҗиң һөкүмити «бир хитай» пиринсипини тәкитләп, хәлқаралиқ җәмийәттә өзиниң хитайға вәкиллик қилидиғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. шундақла тәйвәнниң дунйадики дөләтләр билән мустәқил дипломатик мунасивәт орнитишиға, б д т да вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлардин орун елишиға қарши чиқип кәлмәктә.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر