йавропа иттипақи әзәрбәйҗан-әрменийә оттурисида келишим имзаланғанлиқини тәбриклиди
йавропа иттипақи әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида тағлиқ қарабағ киризиси тоғрисида түзүлгән келишимдин кейин, уруш тохтиғанлиқидин мәмнун икәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң байанатчилиридин петер стано (Peter Stano) күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида тағлиқ қарабағ һәққидә уруш тохтитилғанлиқини көргәнликлирини вә урушниң тохтиғанлиқидин мәмнун болғанлиқлирини ейтти.
у илгири йавропа иттипақиниң бу тоғрида көп қетим чақириқ елан қилғанлиқини хатирилитип, бүгүнгичә нурғун кишиниң җенидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқлирини қәйт қилди.
у мундақ деди:
«һазир уруш тохтитишниң нәтиҗилирини техиму йахши чүшиниш үчүн, келишим тәпсилатлирини йеқиндин көзитимиз.»
иран пирезидентлиқ ишханисиниң мудири мәһмут ваизи әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида һасил қилинған уруш тохтитишни мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқлирини елан қилди.
мәһмут ваизи твиттерда елан қилған байанатта: «иран әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида, қарабағ тоғрисида русийәниң вастичилиқ қилиши астида уруш тохтитиш келишими түзүлгәнликини мәмнунлуқ билән қарши алиду» деди.
у теһран һөкүмитиниң, икки дөләтниң өзара хәлқаралиқ чегралирини вә пуқралириниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш пиринсипи асасида, бу киризисни музакирә вә сийасий йоллар билән һәл қилалайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини вә урушниң ахирлашқанлиқидин мәмнун икәнликини билдүрүп, уруш тохтитишниң иҗра қилинишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.
һамас байанатчиси сами әбу зуһри твиттерда: «әзәрбәйҗанниң уруш билән қолға кәлтүргән ғәлибисини вә земинлирини қайтурувалғанлиқини тәбрикләймиз. бу барлиқ ишғалийәтләрниң тәбиий ақивитидур» деди.
у әзәрбәйҗан хәлқиниң муқимлиққа вә параванлиққа еришишини үмид қилидиғанлиқлирини әскәртип, түркийәниң әзәрбәйҗанниң «адаләтлик күришини қоллиғанлиқи» ни тәқдирләйдиғанлиқлирини тәкитлиди.