аргентинада һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди

аргентинаниң һәр қайси шәһәрлиридә пирезидент алберто фернандез һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди.

1524796
аргентинада һөкүмәткә қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар пайтәхт буенус айресниң мәркизидики обелиско хатирә мунари алдида, «әркинлик, адаләт вә асасий қанун» темиси билән йиғилип, аргентина байриқини көтүргән һалда «бандеразо» намлиқ намайиш өткүзди.

намайишчилар лозунка көтүрүп, һөкүмәткә қарши шоарларни товлиди. аптомобиллири билән намайишқа қатнашқанлар айресниң асаслиқ кочилирида аптомобил йаңратқулири чилип һөкүмитигә қарши намайиш өткүзди.

намайишчилар һөкүмәтниң сетивалмақчи болған ковид-19 ваксинасиға қарши шундақла «сабиқ пирезидент вә һазирқи муавин пирезидент киристина фернандез де кирчнерниң чириклик делолиридин қутулушиға йол ачқан» дәп қариливатқан әдлийә ислаһитиға қарши наразилиқлирини билдүрди.

намайиш буенус айрестин башқа йәнә, кордоба росарио, мар дел плата, мендоза вә сан карлос де барилочи шәһәрлиридиму өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر