сүрийәдә партлаш йүз бәрди

сүрийәниң шималидики баб наһийәсидә террорлуқ тәшкилати даеш дәвридин қалған бомбиниң партлиши нәтиҗисидә 3 сақчи һайатидин айрилди.

1523554
сүрийәдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» райониға җайлашқан баб наһийәси мәркизидики баб дохтурханиси әтрапида, террорлуқ тәшкилати даеш дәвридин қалған бомба тепилған, йәрлик сақчилар, бихәтәр районда партлитиш үчүн бомбини шәһәр мәркизи сиртиға елип кетиватқанда, бомба партлап кетип, 3 сақчи қаза қилған.

һәрбий өктичиләрниң контроллуқидиқи баб наһийәси мәркизи, түркийә ишқа ашурған «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» даирисидә, 2017 – йили 23 – феврал күни террорлуқ тәшкилати даештин тазиланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر