пакистанда мәдрисидә йүз бәргән партлашта нурғун оқуғучи қаза қилди

пакистанниң хәйбәр пәһтунхва өлкисидики бир мәдрисидә мәйданға кәлгән партлашта 7 оқуғучи қаза қилди.

1516771
пакистанда мәдрисидә йүз бәргән партлашта нурғун оқуғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвәр қилишичә, хәйбәр пәһтунхва өлкисиниң пешавер районида бир мәдрисидә қуран кәрим дәрси әснасида мәйданға кәлгән партлашта, дәсләпки мәлуматларға қариғанда 7 оқуғучи җенидин айрилған.

комиссар мәнсур аманниң ейтишичә, дәсләпки тәкшүрүш доклатлириға қариғанда, вәқәдә 5 килогирам қолда йасалған партилатқуч ишлитилгән. партлашта кәм дегәндә 7 оқуғучи һайатидин айрилған, балиларниму өз ичигә алған 70 киши йариланған. партлаштин кейин нәқ мәйданға көп санда җиддий қутқузуш аптомобиллири вә от өчүрүш әтрәтлири әвәтилгән. һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر