б д т ливийә сийасий дийалог мунбири тор йиғини чақирилғанлиқини уқтурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийә киризисигә чарә тепиш вә әң қисқа вақит ичидә сайлам өткүзүлүшини ишқа ашуруш мәқситидә тунҗи қетимлиқ «ливийә сийасий дийалог мунбири тор йиғини» чақирилғанлиқини уқтурди.

1516768
б д т ливийә сийасий дийалог мунбири тор йиғини чақирилғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, ливийәниң һәрқайси җайлиридин 75 киши қатнашқан йиғиннниң асаслиқ нишани, имканийәтниң баричә әң қисқа вақит ичидә миллий сайлам өткүзүлүшини ишқа ашурушқа мунасивәтлик қарашларда пикир бирлики һасил қилиш икән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң ливийә алаһидә вәкили стефане вилийамис рийасәтчилик қилған тор йиғинида, иштиракчилар, мунбәр җәрйани тоғрисидики пикир - тәклиплирини оттуриға қойған.

вилийамис, йиғинда сөзлигән нутиқида мундақ дегән: «ливийә хәлқиниң көңүл бөлидиғини, йиғинға кимниң қашнашқанлиқи әмәс, әксичә, дийалогниң нәтиҗисидур. бу нуқтидин елип ейтқанда, алий миллий мәнпәәтләрниң барлиқ етибалардинму үстүн орунда туруши муһимдур.»

игилинишичә, тәййарлиқ учришиши болған тор йиғинидин кейин, 9-нойабирдин башлап, туниста «ливийә сийаси диалог мунбири» йиғини өткүзүлидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر