сәуди әрәбистан фирансийәдики ислам дүшмәнликини қоллап қуввәтлиди

сәуди әрәбистан: «мусулманлар өзлири аз санлиқ милләт болған дөләтләрниң иҗраатлириға, қанунлириға вә органлириға тәнқидий пикирдә болмаслиқлири керәк» деди.

1515461
сәуди әрәбистан фирансийәдики ислам дүшмәнликини қоллап қуввәтлиди
Suudi Arabistan.jpg
suudi veliaht prens selman.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан фирансийә пирезиденти еммануел макронниң «исламчи бөлгүнчилик идийәлири» гә қарши күришини қоллап қуввәтлиди.

сәуди әрәбистанда турушлуқ дунйа ислам иттипақи (рабита) ниң баш катипи муһәммәд бин абдул кәрим әл әйса макронниң мушу айниң бешида қилған сөзидин 10 күн кейин, сәуди әрәбистан телевизийә қанили MBC билән өткүзгән сөһбәт программисида: «мусулманлар өзлири аз санлиқ милләт болған дөләтләрниң бәлгилимилиригә сүкүт қилиши вә қанунға риайә қилиши керәк» деди.

тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманға йеқинлиқи билән тонулған вә диний мәсилиләрдики мәслиһәтчилиридин бири болған муһәммәд бин абдул кәрим әл әйса, мусулманларниң өзлири турушлуқ дөләтләрниң иҗраатлириға, қанунлириға вә органлириға тәнқидий пикирдә болмаслиқлири керәкликини тәләп қилип, бу иҗраатларниң дөләтниң бихәтәрликигә вә муқимлиқиға капаләтлик қилидиғанлиқини шундақла җәмийәтниң уйушушчанлиқини күчәйтидиғанлиқини илгири сүрди.

дунйа ислам иттипақи (рабита) ниң баш катипи муһәммәд бин абдул кәрим әл әйса, бу дөләтләрдә йашайдиған мусулманларға өзлириниң диний ибадәтлирини қанун рамкилириға һөрмәт қилған асаста ада қилиши керәкликини тәвсийә қилиш билән биргә, сирттин кәлгән имамларниң өз  күлтүрлирини динниң бир қисмидәк көривалидиғанлиқини, шуңа өзлири вәзипә өтигән дөләтләрдә чоқум тәрбийәлиниши керәкликини илгири сүрди.

фирансийә пирезиденти макрон 2 – өктәбирдә, «исламчи бөлгүнчи пикирләргә қарши күрәш» намида байанат елан қилип, «җумһурийәтниң шерики болуши үчүн ислам чоқум ислаһ қилиниши лазим» дегән иди.

макрон фирансийәдики мусулманларниң бөлгүнчилик пикирлирини тәшәббус қилидиған бир идиологийәгә игә икәнликини вә бу кишиләрниң өзлириниң қанунлирини фирансийәниң қанунлиридин үстүн көридиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر