исраилийә ғәззәни бомбардиман қилди

исраилийә  уруш айропиланлири ғәззәдә бир қисим нуқтиларни бомбардиман қилди.

1514602
исраилийә ғәззәни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәсиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, уруш айропиланлири ғәззәдә һамасқа аит бир қисим нуқтиларни бомбардиман қилған.

һава һуҗуминиң, ғәззәдин исраилийә терротерийәсигә ракетамийот етилишиға  җаваб тәриқисидә елип берилғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта қәйт қилинишичә, һамасқа аит бир тунел билән қорал – йарағ завути бомбардиман қилинған.

йәнә бир тәрәптин, йәрлик мәнбәләрниң билдүрүшичә, исраилийә уруш айропиланлириниң бир қисми, һамасниң һәрбий қанити иззәддин әлқәссам әтрәтлиригә аит һәрбий нуқтилар вә деһқанчилиқ мәйданлирини бомбардиман қилған. һуҗумда адәм өлүш әһвали көрүлмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر