әрменийә баш министири: дипломатик чарә йоқ

әрменийә баш министири никол пашинйан пуқралирини «алдинқи сәп линийәсидә уруш қилиш» қа чақирип, тағлиқ қарабағ мәсилисиниң дипломатик йоллар арқилиқ һәл болмайдиғанлиқини илгири сүрди.

1513624
әрменийә баш министири: дипломатик чарә йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: пашинйан, аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә, тағлиқ қарабағда әрменийәниң һуҗумлири нәтиҗисидә башланған вә әзәрбәйҗан армийәси көп санда олтурақ районлирини азад қилған басқуч һәққидә елан қилған байанатида, тағлиқ қарабағ мәсилисиниң һазирқи әһвал астида дипломатик йоллар арқилиқ һәл қилинишиниң мумкин әмәсликини илгири сүрүп мундақ деди: «бу мәсилиниң узун муддәт дипломатик йоллар арқилиқ һәл болмайдиғанлиқини чүшинип йетишимиз керәк.»

у, әрменийә армийәсидә оттуриға чиқиватқан еғир талапәтләр сәвәбидин хәлқини «алдинқи сәп линийәсидә уруш қилиш» қа чақирип мундақ деди: «киризис дипломатик йоллар арқилиқ һәл қилинғанға қәдәр барлиқ пуқраларниң қоллириға қорал елип уруш қилиши шәрттур. җүмлидин, тағлиқ қарабағдики барлиқ тиҗарәтчиләр вә оқуғучиларниң, тағлиқ қарабағқа қайтип, һәрбий хизмәт өтәшлири керәк.»

әзәрбәйҗан армийәси, ишғал астидики земинлирини азад қилиш үчүн 27 – сентәбир күни қозғиған һәрбий һәрикити давамида, һазирғичә 3 шәһәр вә 100 дин артуқ олтурақ районини азад қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر