фирансийәдә мусулман икки айал пичақлиқ һуҗумға учриди

фирансийәниң пайтәхти парижда мусулман икки айал пичақлиқ һуҗумға учриди.

1513901
фирансийәдә мусулман икки айал пичақлиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, парижда икки мусулман айал «мәйнәт әрәбләр» дәп варқириған икки айалниң пичақлиқ һуҗумиға учриған.

фирансийә сақчилири «ириқчилиқ һуҗуми» билән әйибләп, икки айални қолға алған.

исми ашкариланмиған вә париж шәһәрлик тәптиш әмәлдари тәрипидин «йавропалиқ ақсөңәк айаллар» дәп аталған зораванлар, җинайәт садир қилишқа урунуш билән әйибләнгән.

алтә қетим пичақланған мусулман айалдин бириниң өпкиси йариланған, йәнә бириниң қоли оператсийә қилинған.

шаһитларниң билдүрүшичә, зораванлар һелиқи икки мусулман айалға пичақлиқ һуҗум қиливетип, «мәйнәт әрәбләр» вә «өз дөлитиңларға қайтип кетиңлар» дәп варқириған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر