голландийә һиндонезийәгә төләм төләйду

голландийә сабиқ мустәмликиси һиндонезийәгә садир қилған җинайәтлири үчүн төләм төләйду.

1512289
голландийә һиндонезийәгә төләм төләйду

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә ташқи ишлар министири стеф билок вә дөләт мудапиә министири әнк биҗлевелд-шотен, голландийә парламентиға йоллиған хетидә, голландийә сотиниң мартта чиқарған төләм қарариға етираз билдүрмәйдиғанлиқлирини әскәртти.

мәктупта, 1946-1947-йиллири мустәқиллиқ уруши мәзгилидә, голландийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлгән һиндонезийәликләрниң балилириға 5000 йавро төләм төлинидиғанлиқи қәйт қилинди.

лаһей районлуқ сот мәһкимиси, мартта «голландийә әскәрлири 1946-1947-йиллири һиндонезийәниң җәнуби сулавеси өлкисидә, һиндонезийәлик әрләрни етип, қанунсиз һәрикәт қилған» дәп һөкүм чиқарғаниди, һәмдә голландийә һөкүмитиниң, тул қалған 8 айал билән 4 балиға 235 йавродин 10 миң йавроғичә төләм төлишини қарарлаштурғаниди.

бу сот, етип өлтүрүлгән 11 әрниң айаллири вә балилири намидин ечилғаниди.

 

голландийә падишаһи вилйам александер, 350 йиллиқ мустәмликә дәвридә вә мустәқиллиқ күриши мәзгилидә йүз бәргән зораванлиқ вәқәлири сәвәбидин, һиндонезийәдин кәчүрүм сориғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر