америка иран билән қорал содиси қилидиған шәхс вә органларға ембарго йүргүзүшкә тәййар

америка ташқи ишлар министири майк помпейо американиң иран билән қорал содиси қилидиған шәхс вә органларға ембарго йүргүзүшкә тәййар икәнликини елан қилди.

1511767
америка иран билән қорал содиси қилидиған шәхс вә органларға ембарго йүргүзүшкә тәййар

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) иранға қаритилған қорал ембаргосини бикар қилғанлиқини җакарлиғандин кейин, америка ташқи ишлар министири майк помпейо йазма байанат елан қилди.

помпейо 19-сентәбир ташлиған қәдәмлири билән иранға қаритилған қорал ембаргосиниму өз ичигә алған б д т ниң барлиқ ембарголирини қайтидин йолға қойидиғанлиқини ейтти.

помпейо иранға бир қисим әнәниви қоралларни експорт қилиш йаки бу дөләттин қорал сетивелиш б д т хәвсизлик кеңишиниң қарарлириға хилаплиқ қилғанлиқ болидиғанлиқини тәкитләп, «америка иранға мунтизим қоралларни сетиш йаки йөткәшкә һәиссә қошқан шәхс вә органларға ембарго йүгүзүш үчүн дөләт ичидики барлиқ күчлирини ишлитишкә тәййар. шундақла бу қоралларға мунасивәтлик техника җәһәттин тәрбийиләш, иқтисадий йардәм вә мулазимәт йаки башқа һәр қандақ хилдики йардәм билән тәминләйдиған киши вә органларғиму ембарго йүргүзүшкә таййармиз. оттура шәрқтә тинчлиқ вә муқимлиқни халайдиған һәмдә терорлуққа қарши күрәшни қоллайдиған барлиқ дөләтләр иран билән болған барлиқ қорал-йарағ тиҗаритидин йирақ туруши керәк» деди.

помпейо иранға қорал сетип беришниң райондики җиддийчиликни күчәйтивәткәнликини илгири сүрүп, террорлуқ гуруппилириниң қолиға техиму көп қорал бәргәнликини вә исраилийә билән башқа тинч дөләтләрниң бихәтәрликигә хәвп йәткүзгәнликини ейтти һәмдә «өткән 10 йилдин буйан һәр қайси дөләтләр б д т ниң һәр хил тәдбирлири астида иранға қорал сетиштин сақланди. әмдиликтә бу чәклимиләргә қарши чиққан бир дөләт тинчлиқ вә бихәтәрликниң орниға тоқунуш вә җиддийчиликни күчәйтишни таллиған болиду» деди.

помпейо иранға һазир икки хил таллашниң барлиқини тәкитләп, иранниң йа б д т ниң ембарголириға хилаплиқ қилип, қорал сетивилишни давамлаштуриши йаки фондларни иран хәлқи үчүн ишлтишни таллиши керәкликини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر