трамп: рождества байримиғичә афғанистандики әскәрлиримизниң санини азайтишимиз керәк

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп 25 – декабирдики рождества байримиғичә афғанистандики америка әскәрлириниң санини азайтиш лазимлиқини ейтти.

1505185
трамп: рождества байримиғичә афғанистандики әскәрлиримизниң санини азайтишимиз керәк

түркийә авази радийоси хәвири: трамп, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «афғанистанда вәзәпә өтәватқан аз сандики җәсур әскәрлиримиз рождества байримиғичә өйлиридә болуши лазим.»

пирезидент трамп 10 – сентәбир күни ақсарайда елан қилған байанатида мундақ дегәниди: «қисқа вақит ичидә афғанистандики әскәрлиримизниң санини 4 миңға чүшүримиз. шуниң билән бир вақитта, ирақтики әскәрлиримизниң саниниму қисқа вақит ичидә 2 миңға азайтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر