туниста F-5 типлиқ һәрбий айропилан чүшүп кәтти

тунисниң җәнубидики татавин районида F-5 типлиқ һәрбий айропилан чүшүп кетип, учқучи қаза қилди.

1504525
туниста F-5 типлиқ һәрбий айропилан чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: тунис дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, тунис һава армийәсигә тәвә F-5 типлиқ һәрбий айропиланниң татавин вилайитидики қумлуқ районға чүшүп кәткәнлики билдүрүлди.

һәрбий айропиланниң тунисниң җәнубидики татавин вилайитигә қарашлиқ рәмада райониға йеқин җайда чарлаш вәзиписини өтәш җәрйанида чүшүп кәткәнлики вә учқучи қаза қилғанлиқи уқтурулди.

 тунис һәрбий техника комитетиниң бу вәқәни тәкшүрүшкә бәлгиләнгәнлики һәмбәһирлишилди.

байанатта айропиланниң чүшүп кетиш сәвәби тоғрисида һечқандақ тәпсилат берилмиди

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر