афринда террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

«‹зәйтун шехи› һәрбий һәрикити» арқилиқ терроризмдин тазиланған сүрийәниң ғәрбий шималидики өктичиләрниң контроллуқидики африн наһийәсидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 4 киши йариланди.

1503844
афринда террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, «‹зәйтун шехи› һәрбий һәрикити» арқилиқ террорчилардин тазиланған сүрийәниң африн наһийәси мәркизидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к террорчилири тәрипидин бир аптомобилға орунлаштуруп қойулған бомбиниң партлитилиши нәтиҗисидә 4 киши йариланған, әмма пуқраларға зийан йәткүзгәнлики үчүн, террорлуқ тәшкилати һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә елиштин өзини қачурмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر