йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи өзини карантин қилиду

йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вондерлейен (Ursula von der Leyen) вухән вируси (Kovid-19) тәкшүрүши мусбәт чиққан бир киши билән йиғинға қатнашқанлиқи үчүн, өзини карантин қилидиғанлиқини уқтурди.

1502926
йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи өзини карантин қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вондерлейен твиттерда учур һәмбәһирләп, түнүгүн (2020-йили 4-өктәбир) вухән вируси тәкшүрүш нәтиҗиси мусбәт чиққан бир киши билән өткән һәптә йиғинға қатнашқанлиқини билдүрди.

у: «йолға қойулған тәдбирләр бойичә әтә әтигәнгичә өзәмни карантин қилимән. пәйшәнбә (2020-йили 1-өктәбир) күни саламәтликимни тәкшүрттүм вә нәтиҗә мәнпий чиқти. бүгүн йәнә саламәтликимни тәкшүрттүм, һазир нәтиҗисини сақлаватимән» деди.

у вухән вируси тәкшүрүш нәтиҗиси мусбәт чиққан кишиниң кимлики һәққидә мәлумат бәрмиди. урсула вондерлейен өткән һәптә пәйшәнбә вә җүмә (2020-йили 1-2 өктәбир күнлири) белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғиниға қатнашқан иди.

буниңдин бурун йавропа иттипақи рәһбәрлиридин йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлес мишел (Charles Michel) қоғдиғучилириниң бириниң вухән вируси билән йуқумлиниши сәвәбидин өзини бир һәптә карантин қилған иди. униңдин башқа, йавропа иттипақи комитетиниң икки әзасиму охшаш сәвәбләр билән өзлирини карантин қилидиғанлиқлирини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر