афғанистанда сақчиханиға қилинған һуҗумда нурғун адәм өлди

афғанистанниң җәнубидики һелманд вилайитидә бир сақчиханиға  қилинған аптомобил бомба һуҗумида 9 киши һайатидин айрилди.

1500935
афғанистанда сақчиханиға қилинған һуҗумда нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: һелманд валий мәһкимиси байанатчиси өмәр зувақниң билдүрүшичә, һуҗумда 5 аманлиқ сақлиғучи билән 4 пуқра җенидин айрилған, бир бала йариланған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر