помпейо столтенберг билән көрүшти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг билән телефонда көрүшти.

1498395
помпейо столтенберг билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр атлантик окйандин һалқиған һәмкарлиқниң вә шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзда дөләтләр ара иттипақлиқиниң әһмийити һәққидә музакирә елип берилған. помпейо, түркийә вә гиретсийә даирилириниң сөһбәт өткүзүшкә башлайдиғанлиқлириға қарита байанатлиридин интайин хурсән икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, тәрәпләрни сүркилишни азайтиш йолида тиришчанлиқ көрситишкә чақирған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر