б д т: путинниң ваксина тәклипини ойлишип бақимиз

стефан дуҗарик, русийә президенти виладимир путинниң б д т хизмәтчилирини һәқсиз ковид - 19 ваксиниси билән тәминләш тоғрисидики тәклипигә б д т теббий тармиқи хадимлириниң қарап чиқса болидиғанлиқини ейтти.

1497379
б д т: путинниң ваксина тәклипини ойлишип бақимиз

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи байанатчиси стефан дуҗарик, русийә президенти виладимир путинниң б д т хизмәтчилирини һәқсиз ковид - 19 ваксиниси билән тәминләш тоғрисидики тәклипигә б д т теббий тармиқи хадимлириниң қарап чиқса болидиғанлиқини ейтти.

дуҗарик күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, б д т ниң, путинниң ковид - 19 ваксиниси билән тәминләш тоғрисидики тәклипини қобул  қилип – қилмайдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб бәрди.

«сехийларчә қилинған бу тәклипкә рәһмәт ейтимиз» дегән дуҗарик, сөзини давамлаштуруп, «биз илим- пәнниң йетәкчиликидә һәрикәт қилимиз, бу тәклип теббий тармақлиримиз тәрипидин көздин кәчүрүлиду» дегәнләрни қәйт қилди.

путин, б д т 75- нөвәтлик омумий кеңиши йиғинида сөз қилғанда, «биз ваксинамизни б д т хизмәтчилиригә һәқсиз тәминләшни тәклип қилимиз» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر